﻿Колоссиликләргә.
3.
Силәр Мәсиһ билән тәң тирилдүрүлгән болсаңлар, әнди жуқуридики ишларға интилип издиниңлар; Мәсиһ шу йәрдә Худаниң оң йенида олтириду. 
Көңүл-зеһниңларни йәрдики ишларға әмәс, бәлки жуқуриқи ишларға қоюңлар; 
чүнки силәр өлгәнсиләр, вә һаятиңлар Мәсиһ билән биллә Худада йошурун туриду. 
Амма һаятимиз болған Мәсиһ ашкариланған чағда, шуан силәр униң билән биллә шан-шәрәптә ашкарилинидиған болисиләр.    
Шуңа йәргә тәвә ишларни қилғучи һәр қандақ әзалириңларни, йәни бузуқлуқ, напаклик, иплас һессиятлар, рәзил хаһишлар вә нәпсанийәтчилик (у бутпәрәсликкә баравәрдур)ни өлүмгә мәһкүм қилиңлар;    
чүнки бу ишлар түпәйлидин Худаниң ғәзиви итаәтсиз пәрзәнтләргә чүшиду.    
Силәр булар арисида яшиған вақтиңларда, бундақ ишлардиму маңғансиләр. 
Амма һазир силәр мошуларниңму һәммисини өзүңлардин селиветиңлар — йәни ғәзәп, қәһр-сәпра, яман нийәтләр, төһмәт, ағзиңлардин чиқидиған иплас сөзләрниму силиветиңлар. 
Бир-бириңларға ялған сөзлимәңлар; чүнки силәр кона адәмни қилмишлири билән селивәткәнсиләр, 
вә йеңи адәмни кийгәнсиләр; йеңи адәм болса өзини Яратқучиниң сүрәт-образи бойичә толуқ билиштә дайим йеңилимақта;    
униңда һеч қандақ юнанлиқ яки Йәһудий, сүннәтлик яки сүннәтсиз, ят мәдинийәтлик, Скит, қул яки һөрләр мәвҗут әмәстур; бәлки Мәсиһ һәммидур, вә һәммидидур.    
Шуңа, Худаниң талливалғанлириға, пак-муқәддәс вә сөйүнгәнләргә лайиқ, адәмгә ич ағритидиған бағирларни, меһриванлиқ, кичик пеиллиқ, мөминлик вә сәвир-тақәтликни кийивелиңлар;    
бир-бириңларға йол қоюңлар, наразилиқ иш болса бир-бириңларни кәчүрүм қилиңлар; Мәсиһ силәрни қандақ кәчүрүм қилған болса силәрму шундақ қилиңлар. 
Мошу ишларниң үстигә камил бирликниң риштиси болған меһир-муһәббәтни қошуп бериңлар.    
Мәсиһниң хатирҗәмлиги қәлбиңларда һөкүм сүрсун (силәр бир тән болуп бу хатирҗәмликтә болушқа чақирилған екәнсиләр) вә шундақла рәхмәт ейтишларда болуңлар. 
Мәсиһниң сөз-каламини өзүңларда байлиқ һасил қилип турғузуңлар, барлиқ даналиқ билән бир-бириңларға үгитиңлар, җекиләңлар, чин қәлбиңларда зәбур-нәғмиләр, мәдһийә күйлири вә роһий нахшиларни яңритип Худани чирайлиқ мәдһийиләңлар; 
вә һәммә ишларда, сөз болсун, әмәл болсун, һәммисини Рәб Әйсаниң намида қилип, униң арқилиқ ХудаАтиға рәхмәт ейтиңлар. 
Силәр аяллар, Рәбдә болған сүпитиңларға лайиқ өз әрлириңларға бойсунуңлар; 
силәр әрләр, өз аяллириңларға муһәббәт көрситиңлар; уларға аччиқ қилмаңлар. 
Силәр балилар, ата-анаңларға һәммә ишларда итаәт қилиңлар; чүнки бундақ қилиш Рәбдә болған гөзәл иштур. 
Силәр атилар, балилириңларниң көңлигә азар бәрмәңлар; ундақ қилсаңлар көңли яра болиду. 
Силәр қуллар, әттин болған ғоҗайиниңларға һәммә ишта итаәт қилиңлар; пәқәт көз алидидила хизмәт қилип, инсанларни хуш қилғучи қуллардин болмаңлар, бәлки Рәбдин әйминип чин көңлүңлардин иш көрүңлар.    
Немә ишни қиливатқан болсаңлар, униңда инсанлар алдида әмәс, бәлки Рәб алдида қилғандәк җан-дил билән униңға ишләңлар; 
чүнки мирасниң инъамиға Рәбдин муйәссәр қилинғанлиғиңларни билисиләр; чүнки силәр Рәб Мәсиһниң ибадәт-қуллуғидидурсиләр. 
Амма ким һәққанийсизлиқ қилса қилған һәққанийсизлиғи өз бешиға чүшиду; бу ишта һеч қандақ йүз-хатирә қилиниш йоқтур. 
