﻿Микаһ.
1.
Пәрвәрдигарниң сөзи — Йотам, Аһаз вә Һәзәкия Йәһудаға падиша болған күнләрдә Морәшәтлик Микаһқа кәлгән: — — У буларни Самарийә вә Йерусалим тоғрисида көргән. 
Аңлаңлар, и хәлиқләр, һәммиңлар! Қулақ сал, и йәр йүзи вә униңда болған һәммиңлар: — Рәб Пәрвәрдигар силәрни әйипләп гувалиқ бәрсун, Рәб муқәддәс ибадәтханисидин силәрни әйипләп гувалиқ бәрсун! 
Чүнки мана, Пәрвәрдигар Өз җайидин чиқиду; У чүшүп, йәр йүзидики жуқури җайларни чәйләйду;    
Униң астида тағлар ерип кетиду, Җилғилар йерилиду, Худди мом отниң алдида еригәндәк, Сулар тик ярдин төкүлгәндәк болиду.    
Буниң һәммиси Яқупниң итаәтсизлиги, Исраил җәмәтидики гуналар түпәйлидин болиду; Яқупниң итаәтсизлиги нәдин башланған? У Самарийәдин башланған әмәсму? Йәһудадики «жуқури җайлар»ни ясаш нәдин башланған? Улар Йерусалимдин башланған әмәсму? 
Шуңа Мән Самарийәни етиздики таш догисидак, Үзүм таллири тикишкә лайиқ җай қиливетимән; Мән униң ташлирини җилғиға домилитип ташлаймән, Униң һуллирини ялаңачлаймән; 
Униң барлиқ ойма мәбудлири пара-пара чеқиветилиду; Униң паһишиликтин еришкән барлиқ һәдийәлири от билән көйдүрүлиду; Барлиқ бутлирини вәйранә қилимән; Чүнки у паһишә аялниң һәққи билән буларни жиғип топлиди; Улар йәнә паһишә аялниң һәққи болуп қайтип кетиду. 
Булар үчүн мән аһ-зар көтиримән, Мән һувлаймән; Ялиңаяқ, ялаңач дегидәк жүримән; Мән чилбөриләрдәк һувлаймән; Һувқушлардәк матәм тутуп жүримән.    
Чүнки униң ярилири давалиғусиздур, У һәтта Йәһудағичиму йетип, Хәлқимниң дәрвазисиға, йәни Йерусалимғичә ямриди. 
Бу апәтни Гат шәһиридә сөзлимәңлар, Қәтъий жиғлимаңлар; Бәйт-лә-Афраһ шәһиридә топа-чаңда еғинаңлар!    
И Шафирда туруватқан қиз, ялаңачлиқ вә шәрмәндилик ичидә әсирликкә өт; Заананда туруватқан қизлар талаға һеч чиққан әмәс; Бәйт-Езәл аһ-зарлар көтәрмәктә; «Худа сәндин муқим җайиңни елип кетиду!»    
Маротта туруватқан қиз яхшилиққа тәлмүрүп тит-тит болуватиду; Бирақ яманлиқ Пәрвәрдигардин Йерусалим дәрвазисиға чүшти.    
Тулпарни җәң һарвусиға қат, и Лақишта туруватқан қиз; (Лақиш болса, Зион қизиға гунаниң башланған йери еди!) Чүнки сәндә Исраилниң итаәтсизлиги тепилиду. 
Шуңа сән хушлишиш һәдийилирини Морәшәт-Гат шәһиригә берисән; Ақзибниң дукандарлири Исраил падишалириға ялғанчилиқ йәткүзиду; 
Мән техи саңа бир «мирасхор» әпкелимән, и Марәшаһ шәһиридә туруватқан қиз; Исраилниң шан-шәриви Адулламғиму чүшүп келиду. 
Өзүңни тақирбаш қил, Зоқуң болған балилар үчүн чечиңни чүшүрүвәт; Қорултаздәк айдиңбашлиғиңни кеңәйт, Чүнки улар сәндин айрилип сүргүн болушқа кәтти. 
