﻿Йоел.
1.
Пәрвәрдигарниң Петуелниң оғли Йоелға кәлгән сөзи: — 
— И қерилар, аңлаңлар; Зиминда барлиқ туруватқан һәммәйлән, қулақ селиңлар; Өз күнлириңларда яки ата-бовилириңларниң күнлиридиму шундақ бир иш болуп баққанму? 
Балилириңларға шуни ейтип бериңлар, Балилириңлар өз балилириға ейтсун, Уларму келәр дәвиргә ейтсун: — 
«Чишлигүчи қурут» қалдурғанни чекәткә йәп болди, Чекәткә қалдурғанни чекәткә личинкилири йәп болди, Чекәткә личинкилири қалдурғанни «вәйранчи қурут»лар йәп болди. 
Әй, һарақкәшләр, ойғинип қаттиқ жиғлаңлар, Һувлишиңлар, и шарап ичкүчиләр, Йеңи шарап түпәйлидин — Чүнки у ағзиңдин елип ташланди. 
Чүнки бир хәлиқ, күчлүк, сансизлиған хәлиқ, Зиминим үстигә бесип кәлди; Униң чишлири болса ширниң чишлири, Униңда ширниң һиңгаң чишлири бардур; 
У Мениң үзүм таллиримни вәйранә қиливәтти, Әнҗир дәриғимниң қовзақлирини сийривәтти, Уларни ялаңачлап, ташливәтти; Уларниң шахлири ақливетилди. 
Яшлиғидики ери үчүн матәм тутуп бөз кийимләргә оранған нәвҗувандәк қаттиқ пиған чекиңлар; 
Пәрвәрдигарниң өйи ашлиқ һәдийәсидин һәм шарап һәдийәлиридин мәһрум қилинди; Каһинлар, йәни Пәрвәрдигарниң хизмәтчилири матәм тутиду. 
Етизлар чөлдәрәп кәтти, Зимин матәм тутиду; Чүнки зираәтләр ғазан болди, Йеңи шарап қуруп кәтти, Зәйтун мейи қағҗириди. 
Һәй деханлар, уюлуңлар; Буғдайлар һәм арпилар үчүн ялвуруңлар, и үзүмчиләр, Чүнки етизларниң һосуллири қуруп кәтти. 
Үзүм тели қағҗирап кәтти, Әнҗир дәриғи солишип қалди, Анар дәриғи, хорма палмиси һәм алма дәриғиму, Даладики барлиқ дәрәқләр солишип кәтти; Бәрһәқ, шатлиқму адәм балилирида солишип кәтти. 
Белиңларни бағлаңлар, пәряд оқуңлар, и каһинлар; Һувлаңлар, и қурбангаһниң хизмәтчилири; Кечичә бөз кийимләрни кийип дүм йетиңлар, и Худаниң хизмәтчилири; Чүнки Худайиңларниң өйидин ашлиқ һәдийәси һәм шарап һәдийәси үзүлүп қалди. 
«Роза тутайли» дәп Худаға мәхсус бир мәзгилни айриңлар, Җамаәткә мәхсус жиғилимиз, дәп җакалаңлар; Ақсақалларни, зиминда туруватқанларниң һәммисини Пәрвәрдигар Худайиңларниң өйигә жиғип, Пәрвәрдигарға налә көтириңлар! 
— Аһ, шу күн! Чүнки Пәрвәрдигарниң күни йеқинлашти, У Һәммигә Қадир тәрипидин һалакәт болуп келиду.    
Мана, ғиза көз алдимиздин елип ташланди әмәсму? Шатлиқ, хошаллиқ Худайимизниң өйидин елип ташланди әмәсму? 
Уруқлар топа-чалмилар астида чирип кәтти, Амбарлар харабиләшти, Боғузханилар ғулап чүшти; Чүнки зираәтләр ғазаң болди. 
Чарпайлар шундақ һөкиришип кәтти! Кала падилири патипарақ болди, Отлақни тапалмиғач; Қой падилириму өзи «гунайимиз бар» дегәндәк мәйүсләнди; 
Аһ, Пәрвәрдигар, нида қилимән Саңа; Чүнки от ялқунлири җаңгалдики от-чөпләрни йәвәтти, Ялқун даладики барлиқ дәрәқләрни көйдүрүвәтти. 
Даладики һайванларму Саңа нида қилиду, Чүнки ериқ-өстәңләр қуруп кәтти, От-ялқун җаңгалдики от-чөпләрни йәвәтти. 
