﻿Һошия.
5.
Буни аңлаңлар, и каһинлар, Тиңшаңлар, и Исраил җәмәти, Қулақ селиңлар, и падишаниң җәмәти; Чүнки бу һөкүм силәргә бекитилгән; Чүнки силәр Мизпаһ шәһиридә бир қилтақ, Табор теғида йейилған бир тор болғансиләр. 
Асий адәмләрму қирғин-чапқунға чөкүп кәтти; Бирақ Мән уларниң һәммисини җазалиғучи болимән. 
Әфраимни билимән, Исраил мәндин йошурун әмәс; Чүнки и Әфраим, сән һазир паһишилик қилдиң, Исраил булғанғандур. 
Уларниң қилмишлири уларни Худасиниң йениға қайтишиға қоймайду; Чүнки паһишиликниң роһи улар арисидидур, Улар Пәрвәрдигарни һеч билмәйду. 
Исраилниң тәкәббурлуғи өзигә қарши гувалиқ бәрмәктә; Исраил вә Әфраим өз қәбиһлиги билән жиқилип кетиду; Йәһудаму улар билән тәң жиқилиду. 
Улар қой падилири вә кала падилирини елип Пәрвәрдигарни издәшкә бариду; Бирақ улар Уни тапалмайду; чүнки У Өзини тартип улардин жирақлашти. 
Улар Пәрвәрдигарға асийлиқ қилди, Чүнки улар балиларни һарамдин туғдурған; Әнди «йеңи ай» уларни несивилири билән йәп кетиду. 
Гибеаһта сүнайни, Рамаһда канайни челиңлар; Бәйт-авәндә агаһ сигналини аңлитиңлар; Кәйниңдә! Қара, и Бинямин! 
Әфраим әйиплинидиған күнидә вәйранә болиду; Мана, Исраил қәбилилири арисида бекитилгән ишни аян қилдим! 
Йәһуданиң әмирлири пасил ташларни йөткигүчигә охшаштур; Мән улар үстигә ғәзивимни судәк төкүветимән. 
Әфраим хорланған, җазайимда езилгән, Чүнки у өз бешимчилиқ қилип «паскинилиқ»ни қоғлап жүрди. 
Шуңа Мән Әфраимға күйә қурути, Йәһуда җәмәтигә чириткүч болимән. 
Әнди Әфраим өзиниң кесилини, Йәһуда өз ярисини көргәндә, Әфраим Асурийәликни издәп барди, «Җедәлхор падиша»ға тәливини йоллиди; Бирақ у һәм силәрни сақайталмайтти, Һәм яраңларниму давалалмайтти. 
Чүнки Мән Әфраимға ширдәк, Йәһуда җәмәтигә асландәк болимән; Мән, йәни Мәнки, уларни титма-титма қиливетип, кетип қалимән; Уларни елип кетимән, қутқузалайдиған һеч ким чиқмайду; 
Мән кетимән, улар гунайини тонуп йетип, йүзүмни издимигичә Өз җайимға қайтип туримән; Бешиға күн чүшкәндә улар Мени интилип издәйду. 
