﻿Күйләрниң күйи.
3.
«Орун-көрпәмдә йетип, кечә-кечиләрдә, Җенимниң сөйгинини издәп тәлмүрүп яттим; Издидим, бирақ тапалмайттим; 
Мән һазир туруп, шәһәрни айлинай; Кочиларда, мәйданларда, Җенимниң сөйгинини издәймән» — дедим; Издидим, бирақ тапалмайттим; 
Шәһәрни чарлиғучи җесәкчиләр маңа учриди, мән улардин: — «Җенимниң сөйгинини көрдүңларму?» — дәп соридим. 
— Улардин айрилипла җенимниң сөйгинини таптим; Уни анамниң өйигә, Өз қосиғида мени һамилдар болғанниң һуҗрисиға елип кирмигичә, Уни тутувелип қәтъий қоюп бәрмәйттим». 
«И Йерусалим қизлири, Җәрәнләр вә даладики маралларниң һөрмити билән, Силәргә тапилаймәнки, Муһәббәтниң вақит-саити болмиғичә, Уни ойғатмаңлар, қозғимаңлар». 
«Бу зади ким, чөл-баявандин келиватқан? Ис-түтәк түврүклиридәк, Мүрмәкки һәм мәстики билән пуритилған, Әтирпурушниң һәр хил ипар-әнбәрлири билән пуритилған?» 
«Мана, униң тәхтиравани, У Сулайманниң өзиниңдур; Әтрапида атмиш палван жүриду, Улар Исраилдики батурлардиндур. 
Уларниң һәммиси өз қиличи тутуқлуқ, Җәң қилишқа тәрбийиләнгәнләрдур; Түнләрдики вәсвәсиләргә тәйяр туруп, Һәммиси өз қиличини янпишиға асиду». 
«Сулайман падиша өзи үчүн алаһидә бир шаһанә сайивәнлик кариват ясиған; Ливандики яғачлардин ясиған. 
Униң түврүклири күмүчтин, Йөләнчүки алтундин, Селинчиси болса сөсүн рәхттин; Ичи муһәббәт билән безәлгән, Йерусалим қизлири тәрипидин. 
Чиқиңлар, и Зион қизлири, Сулайман падишаға қарап беқиңлар, Той болған күнидә, Көңли хошал болған күнидә, аниси униңға таҗни кийгүзгән қияпәттә униңға қарап беқиңлар!» 
