﻿Һекмәт топлиғучи.
12.
Әнди яман күнләр бешиңға чүшмигичә, шундақла сән: «Булардин һеч һозурум йоқтур» дегән жиллар йеқинлашмиғичә яшлиғиңда Яратқучиңни есиңдә чиң тут; 
қуяш, йоруқлуқ, ай вә юлтузлар қараңғулишип, ямғурдин кейин булутлар қайтип кәлмигичә уни есиңдә тутқин. 
Шу күни «өйниң күзәтчилири» титрәп кетиду; палванлар егилиду, әзгүчиләр азлиғидин тохтап қалиду, деризиләрдин сиртқа қарап турғучилар ғувалишип кетиду; 
кочиға қарайдиған ишикләр етилиду; түгмәнниң авази пәсийду, кишиләр қушларниң авазини аңлисила чөчүп кетиду, «нахшичи қизлар»ниң сайрашлири сус аңлиниду; 
кишиләр егиздин қорқиду, кочиларда вәһимиләр бар дәп қорқуп жүриду; бадам дәриғи чичәкләйду; чекәткә адәмгә жүк болиду, шиндир мевиси солишиду; чүнки инсан мәңгүлүк маканиға кетиду вә шуниң билән тәң, матәм тутқучилар кочида айлинип жүриду; 
күмүч тана үзүлгичә, алтун чинә чеқилғичә, аптува булақ йенида парә-парә болғичә, қудуқтики чақ кардин чиққичә, 
топа-чаң әсли тупраққа қайтқичә, роһ өзини бәргән Худаға қайтқичә — Уни есиңдә тутқин! 
Бемәналиқ үстигә бемәналиқ!» — дәйду һекмәт топлиғучи — «Бемәналиқ үстигә бемәналиқ! Һәммә иш бемәналиқтур!» 
Шуниңдәк, һекмәт топлиғучи дана болупла қалмастин, у йәнә хәлиққә билим үгитәтти; у ойлинип, көп пәнд-несиһәтләрни таразиға селип, рәтләп чиқти. 
Һекмәт топлиғучи йеқимлиқ сөзләрни тепишқа интилгән; ушбу йезилғини болса дурус, һәқиқәт сөзлиридин ибарәттур. 
Дана кишиниң сөзлири зихқа охшайду, уларниң жиғиндиси чиң бекитилгән миқтәктур. Улар Бирла Падичи тәрипидин берилгәндур. 
Униң үстигә, и оғлум, булардин сирт һәр қандақ йезилғанлардин пәхәс бол; чүнки көп китапларниң йезилишиниң айиғи йоқ, шуниңдәк көп үгиниш тәнни упритиду. 
Биз пүтүн ишқа диққәт қилайли; Худадин қорққин вә униң әмир-пәрманлириға әмәл қилғин; чүнки бу инсанниң толуқ мәҗбурийитидур;    
чүнки адәм қилған һәр бир иш, җүмлидин барлиқ мәхпий ишлар, яхши болсун, яман болсун, Худа уларниң сориғини қилиду. 
