﻿Пәнд-несиһәтләр.
14.
Һәр бир дана аял өз аилисини ават қилар; Ахмақ аял аилисини өз қоли билән вәйран қилар. 
Дуруслуқ йолида маңидиған киши Пәрвәрдигардин қорқар; Қиңғир йолда маңған киши Худани көзгә илмас. 
Ахмақниң тәкәббур ағзи өзигә таяқ болар; Ақиланиниң ләвлири өзини қоғдар. 
Улақ болмиса, еғил пак-пакиз турар; Бирақ өкүзниң күчи болғандила саңға ашлиқ толар. 
Ишәшлик гувачи ялған ейтмас; Сахта гувачи ялған гәпни нәпәстәк тинар. 
Һакавурлар даналиқ издәп тапалмас; Бирақ йорутулған адәмгә билим елиш асанға чүшәр. 
Бирәвниң ағзида билим йоқлуғини билип йәткәндә, Униңдин өзүңни нери тарт. 
Әқил-парасәтлик кишиниң даналиғи өз йолини ойлиништидур; Ахмақларниң әқилсизлиги болса өзлириниң алдинишидур. 
Ахмақлар болса «итаәтсизлик қурбанлиғи»ни көзгә илмайду, Һәққанийлар арисида болса илтипат тепилар. 
Көңүлдики дәрдни пәқәт өзила көтирәләр; Көңүлдики хушлуққиму башқилар шерик болалмас. 
Яманниң өйи өрүлүп чүшәр; Һәққаний адәмниң чедири гүллинип кетәр. 
Адәм балисиға тоғридәк көрүнидиған бир йол бар, Лекин ақивити һалакәткә баридиған йоллардур. 
Оюн-күлкә болса қәлбтики ғәм-қайғуни япар, Хошаллиқ өтүп кәткәндә, ғәм-қайғу йәнила қалар. 
Тоғра йолдин бурулуп янған адәм һаман өз йолидин тояр; Яхши адәм өз ишидин қанаәтлинәр. 
Саддилар һәммә гәпкә ишинип кетәр; Лекин пәм-парасәтлик киши һәр бир қәдәмни авайлап басар. 
Дана адәм еһтиятчан болуп аваричиликтин нери кетәр; Ахмақ һакавурлуқ қилип, өзигә ишинип алдиға маңар. 
Териккәк ахмақлиқ қилар; Нәйрәңваз адәм нәпрәткә учрар. 
Саддилар ахмақлиққа варислиқ қилар; Пәм-парасәтликләр билимни өз таҗи қилар. 
Яманлар яхшиларниң алдида егиләр; Қәбиһләр һәққанийниң дәрвазилири алдида баш урар. 
Намрат киши һәтта өз йеқиниғиму яман көрүнәр. Байниң дости болса көптур. 
Йеқинини пәс көргән гунакардур; Лекин мискинләргә рәһим қилған бәрикәт тапар. 
Яманлиқ ойлиғанлар йолдин адашқанлардин әмәсму? Бирақ яхшилиқ ойлиғанлар рәһим-шәпқәт, һәқиқәт-садиқлиққа муйәссәр болар. 
Һәммә меһнәттин пайда чиқар; Бирақ қуруқ параңлар адәмни муһтаҗлиқта қалдурар. 
Ақиланиләр үчүн байлиқлар бир таҗдур; Ахмақларниң наданлиғидин пәқәт йәнә шу наданлиқла чиқар. 
Һәққаний гувалиқ бәргүчи кишиләрниң һаятини қутқузар; Ялған-явидақ сөзләйдиған гувачи ялған гәпни нәпәстәк тинар. 
Пәрвәрдигардин қорқидиғанниң күчлүк йөләнчүки бар, Униң балилириму һимайигә егә болар. 
Пәрвәрдигардин қорқуш һаятниң булиқидур; У кишини әҗәллик қапқанлардин қутқузар.    
Падишаһниң шан-шәриви пухрасиниң көплигидиндур; Пухрасиниң кәмлиги әмирниң һалакитидур. 
Еғир-бесиқ киши интайин ақил кишидур; Чечилғақ ахмақлиқни улуқлар. 
Хатирҗәм көңүл тәнниң сақлиғидур; Һәсрәт чекиш болса сүйәкләрни чиритар. 
Мискинни бозәк қилғучи — Пәрвәрдигарға һақарәт қилғучидур; Һаҗәтмәнләргә шапаәт қилиш Уни һөрмәтлигәнликтур. 
Яман өз яманлиғи ичидә жиқитилар; Һәққаний адәм һәтта сәкратта ятқандиму хатирҗәм болар. 
Йорутулған кишиниң көңлидә даналиқ ятар; Бирақ ахмақниң көңлидикиси ашкарә болмай қалмас. 
Һәққанийәт һәр қайси әлни жуқури көтирәр; Гуна һәр қандақ милләтни номусқа қалдурар. 
Падишаһниң илтипати әқиллиқ хизмәткарниң бешиға чүшәр; Бирақ униң ғәзиви номуста қалдурғучи уятсиз хизмәткариниң бешиға чүшәр. 
