﻿Пәнд-несиһәтләр.
12.
Кимки тәрбийини қәдирлисә, билимниму сөйгүчидур; Лекин тәнбиһкә нәпрәтләнгән надан-һамақәттур. 
Яхши нийәтлик адәм Пәрвәрдигарниң илтипатиға еришәр; Амма Пәрвәрдигар һейлә-микирлик адәмниң гунайини бекитәр. 
Адәмләр яманлиқ қилип аманлиқ тапалмас; Лекин һәққанийларниң йилтизи тәврәнмәс. 
Пәзиләтлик аял ериниң таҗидур; Амма уни уятқа салғучи хотун униң устихинини чиритәр. 
Һәққаний адәмниң ой-пикри дурус һөкүм чиқирар; Яманларниң несиһәтлири мәккарлиқтур. 
Яманларниң сөзлири қан төкидиған қилтақтур; Лекин дурусниң сөзи адәмни қилтақтин қутулдурар. 
Яманлар ағдурулуп, йоқилар; Лекин һәққанийларниң өйи мәзмут турар.    
Адәм өз зериклиги билән махташқа сазавәр болар; Әгир нийәтлик киши көзгә илинмас. 
Пеқир туруп хизмәткари бар киши, Өзини чоң тутуп ач жүргән кишидин яхшидур. 
Һәққаний адәм өз улиғиниму асрар; Амма рәзил адәмниң болса һәтта рәһимдиллиғиму залимлиқтур. 
Тиришип териқчилиқ қилған деханниң қосиғи тоқ болар; Амма хам хиялларға берилгән кишиниң әқли йоқтур. 
Яман адәм яманлиқ қилтиғини көзләп олтирар; Амма һәққаний адәмниң йилтизи мевә берип турар. 
Яман адәм өз ағзиниң гунайидин тутулар; Һәққаний адәм мушәққәт-қийинчилиқтин қутулар.    
Адәм өз ағзиниң мевисидин қанаәт тапар; Өз қоли билән қилғанлиридин униңға яндурулар. 
Ахмақ өз йолини тоғра дәп биләр; Амма дәвәткә қулақ салған киши ақиланидур. 
Ахмақниң аччиғи кәлсә, тезла билинәр; Зерәк киши һақарәткә сәвир қилар, сәтчиликни ашкарилимас. 
Һәқиқәтни ейтқан кишидин адаләт билинәр; Ялған гувалиқ қилғучидин алдамчилиқ билинәр. 
Бәзлиләрниң йениклик билән ейтқан гепи адәмгә санҗилған қиличқа охшар; Бирақ ақиланиниң тили дәрдкә дәрмандур. 
Растчил мәңгү турғузулиду; Ләвзи ялған болса бирдәмликтур. 
Яманлиқниң койида жүргүчиниң көңлидә һейлә сақланғандур; Аманлиқни дәвәт қилғучилар хошаллиққа чөмәр. 
Һәққаний адәмниң бешиға һеч күлпәт чүшмәс; Қәбиһләр балаю-қазаға чөмүләр. 
Ялған сөзләйдиғанниң ләвлири Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; Лекин ләвзидә турғанларға У апирин ейтар. 
Пәмлик адәм билимини йошурар; Бирақ ахмақ наданлиғини җакалар. 
Тиришчан қол һоқуқ тутар; Һорун қол алванға тутулар. 
Көңүлниң ғәм-әндишиси кишини мүкчәйтәр; Лекин меһриванә бир сөз кишини роһландурар. 
Һәққаний киши өз дости билән биргә йол издәр; Бирақ яманларниң йоли өзлирини адаштурар. 
Һорун өзи тутқан овни пиширип йейәлмәс; Бирақ әтиварлиқ байлиқлар тиришчанға мәнсуптур. 
Һәққанийлиқниң йолида һаят тепилар; Шу йолда өлүм көрүнмәстур. 
