﻿Пәнд-несиһәтләр.
11.
Ялған тараза Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; Адил җиң теши Уни хурсән қилар. 
Тәкәббурлуқ билән биргә шәрмәндичилик әгишип келәр; Лекин даналиқ кичик пеилларға һәмраһ болар. 
Тоғриларниң сәмимийлиги өзини йетәкләр; Лекин каззапларниң әгирлиги өзини вәйран қилар. 
Худаниң ғәзәп күнидә мал-дунияниң пайдиси болмас; Лекин һәққанийәт адәмни өлүмдин қутқузар. 
Камил адәмниң һәққанийлиғи өзини түз йолға башлар; Яман адәм өз яманлиғидин жиқилар. 
Дурус адәмләрниң һәққанийлиғи өзлирини қутқузар; Лекин каззаплар өз һейлә-нәйриңидин тутулар. 
Рәзил адәм өлсә, униң үмүти йоққа чиқар; Гунакарниң үмүти ахири қуруқ қалар. 
Һәққаний адәм қийинчилиқтин халий қилинар; Рәзил адәм униң орниға тутулар. 
Мунапиқлар өз ағзи билән йеқинини бузар; Лекин һәққанийлар билими билән қутқузулар. 
Һәққаний адәм ронақ тапса, шәһәр хуш болар; Рәзил адәм һалак болса, хәлиқ тәнтәнә қилар. 
Тоғриларниң бәрикәт тиләшлири билән шәһәр гүллинәр; Лекин рәзилләрниң тили билән вәйран болар. 
Өз йеқинини сөкидиған киши — әқилсиздур; Амма йорутулған адәм ағзини жиғар. 
Гәп тошуғучи мәхпийәтләрни ашкарилар; Садиқ адәм аманәткә хиянәт қилмас. 
Йолйоруқ кам болса, әл-жут жиқилар; Улуқ бир мәслиһәтчи болса, әл ниҗат тапар.    
Ятқа борун болған киши зиян тартмай қалмас; Қол беришип кепил болушни яман көргән кишиниң қулиқи тинич болар. 
Шапаәтлик аял иззәт-һөрмәтни қолдин бәрмәс; Зораванлар байлиқни қолдин бәрмәс. 
Рәһимдил өз-өзигә бәхит яритар; Рәһимсиз өз тенини ағритар. 
Яман адәмләрниң алған иш һәққи уларни алдар, бәрикәтсиз болар; Амма һәққанийәт териғучи адәм әмәлий инъам алар. 
Һәққанийәт адәмгә һаятлиқ тапқузар; Яманлиқни көзләп жүридиған киши өлүмгә йүз тутар. 
Нийити бузуқ киши Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; Амма йоли диянәтлик кишиләр униң хурсәнлигидур. 
Қол тутушуп бирләшсиму, яманлар җазаға тартилмай қалмас; Лекин һәққанийларниң нәсли ниҗат тапар.    
Чирайлиқ амма тетиқсиз хотун, Чошқиниң тумшуғиға алтун һалқа салғандәктур. 
Һәққанийларниң арзуси пәқәт яхши мевә елип келәр; Яманларниң күткини ғәзәп-нәпрәттур. 
Бирәв мәртләрчә тарқатсиму, гүллинәр; Йәнә бирәв беришкә тегишлигини айисиму, пәқәт намратлишар. 
Мәрт адәм әтлинәр; Башқиларни суғарғучи өзиму суғирилар. 
Ашлиқни сатмай бесивалған киши әлниң ләнитигә учрайду; Лекин ашлиқни сетип бәргүчигә бәрикәт тилинәр. 
Яхшилиқни издәп интилгән адәм шапаәт тапар; Яманлиқни издигән адәм өзи яманлиқ көрәр. 
Өз мал-дуниясиға таянғучи жиқилар; Һәққаний киши йопурмақтәк көкирәр. 
Өз өйигә азарчилиқ салған киши шамалға мирас болар; Әқилсиз адәм ақиланиниң қули болуп қалар. 
Һәққанийниң беридиған мевиси «һаятлиқ дәриғи»дур; Дана киши көңүлләрни һаятлиққа майил қилар.    
Қараңлар, һәққаний адәм бу дунияда сәһвәнлиги үчүн бәдәл төлигән йәрдә, Рәзилләр билән гунакарларниң ақивити қандақ болар?    
