﻿Пәнд-несиһәтләр.
10.
Падиша Сулайманниң пәнд-несиһәтлири: — Дана оғул атисини шат қилар; Әқилсиз оғул анисини қайғу-һәсрәткә салар. 
Һарам байлиқларниң һеч пайдиси болмас; Һәққанийәт инсанни өлүмдин қутулдурар. 
Пәрвәрдигар һәққаний адәмниң җенини ач қоймас; Лекин у қәбиһләрниң нәпсини боғуп қояр. 
Һорунлуқ кишини гадай қилар; Ишчанлиқ болса баяшат қилар.    
Язда һосулни жиғивалғучи — дана оғулдур; Лекин орма вақтида ухлап ятқучи — хиҗаләткә қалдуридиған оғулдур. 
Бәрикәт һәққаний адәмниң бешиға чүшәр; Амма зораванлиқ яманларниң ағзиға урар. 
Һәққаний адәмниң ядикари мубарәктур; Яманларниң нами болса, сесиқ қалар. 
Дана адәм йолйоруқ-несиһәтләрни қобул қилар; Кот-кот, надан киши өз айиғи билән путлишар. 
Ғубарсиз жүргән кишиниң жүрүш-туруши турақлиқтур, Йоллирини әгир қилғанниң кири ахири ашкарилиниду. 
Көз ишаритини қилип жүридиғанлар адәмни дағда қалдурар; Кот-кот, надан киши өз айиғи билән путлишар. 
Һәққаний адәмниң ағзи һаятлиқ булиқидур, Амма зораванлиқ яманниң ағзиға урар.    
Өчмәнлик җедәл қозғар; Меһир-муһәббәт һәммә гуналарни япар. 
Әқил-идрәклик адәмниң ағзидин даналиқ тепилар; Әқилсизниң дүмбисигә палақ тегәр. 
Дана адәмләр билимләрни зиядә топлар; Лекин ахмақниң ағзи уни һалакәткә йеқинлаштурар. 
Мал-дуниялири гоя мәзмут шәһәрдәк байниң капалитидур; Мискинни һалак қилидиған иш дәл униң намратлиғидур. 
Һәққанийларниң әҗирлири җанға җан қошар, Қәбиһләрниң һосули гунанила көпәйтиштур. 
Несиһәтни аңлап уни сақлиғучи һаятлиқ йолиға маңар; Тәнбиһләрни рәт қилған киши йолдин азғанлардур. 
Адавәт сақлиған киши ялған сөзлимәй қалмас; Төһмәт чаплиғанлар ахмақтур. 
Гәп көп болуп кәтсә, гунадин халий болмас, Лекин ағзиға егә болған әқиллиқтур. 
Һәққаний адәмниң сөзи худди сап күмүч; Яманниң ойлири толиму әрзимәстур. 
Һәққаний адәмниң сөзлири нурғун кишини қувәтләр; Ахмақлар әқли кәмлигидин өләр. 
Пәрвәрдигарниң ата қилған бәрикити адәмни дөләтмән қилар; У бәрикитигә һеч бир җапа-мушәққәт қошмас. 
Ахмақ қәбиһликни тамашә дәп биләр; Амма даналиқ йорутулған кишиниң хурсәнлигидур.    
Яман киши немидин қорқса шуниңға учрар; Һәққаний адәмниң арзуси әмәлгә ашурулар. 
Яман адәм қуюндәк өтүп йоқар; Лекин һәққаний адәм мәңгүлүк һулдәктур. 
Адәм аччиқ су жутувалғандәк, Көзигә ис-түтәк кирип кәткәндәк, Һорун адәмни ишқа әвәткәнму шундақ болар. 
Пәрвәрдигардин әйминиш өмүрни узун қилар, Яманниң өмри қисқартилар. 
Һәққаний адәмниң үмүти хурсәнлик елип келәр; Лекин рәзилниң күткини йоққа чиқар. 
Пәрвәрдигарниң йоли дурус яшаватқанларға башпанаһдур; Қәбиһлик қилғучиларға болса һалакәттур. 
Һәққанийларниң орни мустәһкәмдур; Яманлар зиминда узун турмас. 
Һәққаний адәмниң ағзидин даналиқ чиқар; Лекин шумлуқ тил кесип ташлинар. 
Һәққаний адәмниң сөзи кишигә мок хушяқар; Яман адәмниң ағзидин шумлуқ чиқар. 
