﻿Зәбур.
150.
Һәмдусана! Тәңрини Униң муқәддәс җайида мәдһийиләңлар; Қудрити парлап туридиған әршләрдә Уни мәдһийиләңлар; 
Уни қудрәтлик ишлири үчүн мәдһийиләңлар; Ғайәт улуқлуғи үчүн Уни мәдһийиләңлар; 
Уни бурға садаси билән мәдһийиләңлар; Уни раваб һәм чилтар билән мәдһийиләңлар; 
Уни дап һәм уссул билән мәдһийиләңлар; Уни тарлиқ сазлар һәм нәй билән мәдһийиләңлар; 
Уни җараңлиқ җаңлар һәм яңрақ җаңлар билән мәдһийиләңлар; 
Барлиқ нәпәс егилири Яһни мәдһийилиғай! Һәмдусана! 
