﻿Зәбур.
149.
Һәмдусана! Пәрвәрдигарға атап йеңи бир нахшини оқуңлар; Мөмин бәндиләрниң җамаитидә Униң мәдһийисини ейтиңлар! 
Исраил өз Яратқучисидин шатланғай; Зион оғуллири өз Падишасидин хуш болғай! 
Улар Униң намини уссул билән мәдһийилигәй; Униңға күйләрни дап һәм чилтарға тәңшәп ейтқау! 
Чүнки Пәрвәрдигар Өз хәлқидин сөйүнәр; У мулайим мөминләрни ниҗатлиқ билән безәйду; 
Униң мөмин бәндилири шан-шәрәптә роһлинип шат болғай, Орунлирида йетип шат авазини яңратқай! 
Ағзида Тәңригә жүксәк мәдһийилири болғай, Қоллирида қош бислиқ қилич тутулғай; 
Шуниң билән улар әлләр үстидин қисас, Хәлиқләргә җаза беҗа жүргүзиду; 
Әлләрниң падишалирини зәнҗирләр билән, Ақсүйәклирини төмүр кишәнлири билән бағлайду; 
Уларниң үстигә пүтүлгән һөкүмни беҗа кәлтүриду — Униң барлиқ мөмин бәндилири мошу шәрәпкә несип болиду! Һәмдусана! 
