﻿Зәбур.
148.
Һәмдусана! Пәрвәрдигарни асманлардин мәдһийиләңлар; Жуқири җайларда Уни мәдһийиләңлар; 
Уни мәдһийиләңлар, барлиқ пәриштилири; Уни мәдһийиләңлар, барлиқ қошунлири! 
Уни мәдһийиләңлар, и қуяш һәм ай, Уни мәдһийиләңлар, һәммә парлақ юлтузлар; 
Уни мәдһийиләңлар, асманларниң асманлири, Асмандин жуқури җайлашқан сулар! 
Булар Пәрвәрдигарниң намини мәдһийилигәй; Чүнки У буйруған һаман, улар яратилғандур; 
У уларни әбәдил-әбәткичә турғузди; Улар үчүн вақти өтмәйдиған бәлгүлимини буйруған. 
Пәрвәрдигарни зиминдин мәдһийиләңлар, Деңиздики барлиқ әҗдиһалар, деңизниң барлиқ тәглири; 
От, мөлдүз, қар, туман, Униң сөзигә әмәл қилидиған җудунлуқ шамал; 
Тағлар һәм барлиқ дөңләр, Мевилик дәрәқләр, барлиқ кедир дәрәқлири, 
Явайи һайванлар, барлиқ мал-варанлар, Өмилигүчиләр һәм учар-қанатлар; 
Җаһан падишалири вә барлиқ қовмлар, Әмирләр һәм йәр йүзидики барлиқ һаким-сотчилар; 
Һәм жигитләр һәм қизлар, Бовайлар вә яшлар, — 
Һәммиси Пәрвәрдигарниң намини мәдһийилигәй; Чүнки пәқәтла Униң нами алийдур; Униң һәйвити йәр һәм асмандин үстүн туриду. 
Һәм У Өз хәлқиниң мүңгүзини, Йәни барлиқ муқәддәс бәндилириниң мәдһийисини егиз көтәргүзгән; Улар Исраил балилири, Өзигә йеқин бир хәлиқтур! Һәмдусана!    
