﻿Зәбур.
147.
Пәрвәрдигарни махтаңлар, и Йерусалим; Худайиңни мәдһийилә, и Зион. 
Чүнки У дәрвазилириңниң тақақлирини мәһкәм қилиду; Сениңдә туруватқан пәрзәнтлириңгә бәхит-бәрикәт бәрди. 
У чәт-чегаралириңда арам-течлиқ жүргүзиду, Сени буғдайниң есили билән қанаәтләндүриду. 
У Өз әмир-бешарәтлирини йәр йүзигә әвәтиду; Униң сөз-калами интайин тез жүгүриду. 
У ақ қарни жуңдәк бериду, Қиравни күлләрдәк тарқитиду. 
Униң музини нан увақлиридәк қилип парчиливетиду; Униң соғуғи алдида ким туралисун? 
У сөзини әвәтип, уларни еритиду; Униң шамилини чиқирип, суларни аққузиду. 
У Өз сөз-каламини Яқупқа, Бәлгүлимилирини һәм һөкүмлирини Исраилға аян қилиду; 
У башқа һеч бир әлгә мундақ муамилә қилмиғандур; Униң һөкүмлирини болса, улар билип баққан әмәс. Һәмдусана! 
