﻿Зәбур.
136.
Бабилдики дәрия-ериқлар бойида биз олтардуқ; Зионни әслигинимиздә, бәрһәқ жиға көтәрдуқ; 
Чилтаримизни арисидики сөгәтләргә есип қойдуқ. 
Чүнки бизни сүргүн қилғанлар биздин нахша тәләп қилди; Бизни зарлатқучилар биздин тамашә тәләп қилип: — «Һәй, Зион нахшилиридин бирни бизгә ейтқина» — дейишти. 
Яқа жутта туруп Пәрвәрдигарниң нахшисини қандақму ейтайли? 
Әй Йерусалим, мән сени унтусам, Оң қолум маһаритини унтусун! 
Сени әслимисәм, — Йерусалимни әң чоң хурсәнлигимдин әвзәл көрмисәм — Тилим таңлайимға чаплишип қалсун! 
И Пәрвәрдигар, Едом балилиридин һесап алғанда, Йерусалимниң бешиға чүшкән күнини ядиңға кәлтүргәйсән; Чүнки улар: «Уни йәр билән йәксан қилиңлар, Улиғичә йәр билән йәксан қилиңлар!» дейишти. 
И булиниш алдида турған Бабил қизи, Бизгә қилған қилмишлириңни өзүңгә қайтурғучи бәхитликтур! 
Бовақлириңни елип ташқа атқучи киши бәхитликтур! 
