﻿Зәбур.
135.
Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар, У меһривандур; Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 
Илаһларниң илаһиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 
Рәбләрниң Рәббигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 
Зор карамәтләрни бирдин-бир Жүргүзгүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 
Әқил-парасәт арқилиқ асманларни Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 
Зиминни сулар үстидә созуп Турғузғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 
Улуқ нур җисимлирини Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 
Күндүзни башқуридиған қуяшни Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 
Кечини башқуридиған ай һәм юлтузларни Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 
Уларниң тунҗилирини уруп, Мисирға зәрб бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 
Исраилни улар арисидин чиқарғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 
Күчлүк қол һәм узатқан биләк билән уларни Чиқарғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 
Қизил Деңизни бөләк-бөләк Бөлгүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 
Һәм Исраилни униң оттурисидин Өткүзгүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 
Қизил Деңизда Пирәвнни қошунлири билән сүпүрүп ташлиғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 
Өз хәлқини чөл-баявандин Йетәклигүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 
Бүйүк падишаларни Урувәткүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 
Һәм мәшһур падишаларни Өлтүргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 
Җүмлидин Аморийларниң падишаси Сиһонни Өлтүргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 
— Һәм Башан падишаси Огни Өлтүргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 
Уларниң зиминини мирас үчүн Бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 
Буни бәндиси Исраилға мирас қилип бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 
Һалимиз харап әһвалда, бизләрни Әслигүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 
Бизни әзгәнләрдин Қутулдурғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;    
Барлиқ әт егилиригә озуқ Бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 
Әршләрдики Тәңригә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур! 
