﻿Зәбур.
134.
Һәмдусана! Пәрвәрдигарниң намини мәдһийиләңлар, Уни мәдһийиләңлар, Пәрвәрдигарниң қуллири! 
Уни мәдһийиләңлар, Пәрвәрдигарниң өйидә турғанлар, Худайимизниң һойлилирида турғанлар! 
Яһни мәдһийиләңлар, чүнки Пәрвәрдигар меһривандур; Униң намиға күй ейтиңлар; Чүнки мошундақ қилиш шериндур; 
Чүнки Яһ Яқупни Өзиниңки болушқа, Исраилни Өз мираси болушқа талливалди. 
Чүнки өзүм билимәнки, Пәрвәрдигар улуқдур; Рәббимиз барлиқ илаһлардин үстүндур. 
Пәрвәрдигар немә ишни мувапиқ көргән болса, У асманларда, Зиминда, Деңизларда һәм униң барлиқ тәглиридиму шуни қилғандур. 
У йәр чәтлиридин булут-туманларни өрлитиду; Ямғурларға чақмақларни һәмраһ қилиду; Шамални Өз ғәзнилиридин чиқириду. 
У Мисирдики тунҗа оғулларни һалак қилди, Инсанларниң болсун, һайванларниң болсун һәммини уруп һалак қилди. 
У аламәтләрни, мөҗизиләрни араңларға әвәтти, и Мисир; Пирәвн вә униң һәммә қуллири үстигә әвәтти. 
У улуқ әлләрни урувәтти, Қудрәтлик падишаларни өлтүрүвәтти; 
Аморийларниң падишаси Сиһонни, Башанниң падишаси Огни, Қанаандики барлиқ падишалиқларни урувәтти. 
Уларниң зиминини мирас қилип, Өз хәлқи Исраилға мирас болушқа тәқдим қилди. 
Сениң намиң, Пәрвәрдигар, мәңгүгә, Шөһрәт-хатирәң дәвирдин-дәвиргичидур. 
Чүнки Пәрвәрдигар Өз хәлқиниң дәвасини сорайду; Өз қуллириға рәһим қилиду. 
Әлләрниң бутлири болса пәқәтла күмүч-алтундин ибарәттур, Уларни инсанниң қоллири ясиғандур, халас. 
Уларниң ағзи бар, бирақ сөзлимәйду; Көзлири бар, бирақ көрмәйду; 
Қулақлири бар, бирақ аңлимайду, Ағзида һеч нәпәс йоқтур. 
Уларни ясиғанлар уларға охшап қалиду, Уларға таянғанларму шундақтур. 
Исраил җәмәти, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар; Һарун җәмәти, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар; 
Лавий җәмәти, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар; Пәрвәрдигардин қорқидиғанлар, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар! 
Йерусалимда маканлашқан Пәрвәрдигарға Зиондин тәшәккүр-мәдһийә ейтилғай! Һәмдусана! 
