﻿Зәбур.
133.
«Жуқириға чиқиш нахшиси» Мана, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар, И, кечичә Пәрвәрдигарниң өйидә туридиған, Пәрвәрдигарниң барлиқ қуллири! 
Муқәддәс җайда туруп қоллириңларни көтирип Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар! 
Асман-зиминни Яратқучи Пәрвәрдигар силәрни Зиондин бәрикәтлигәй! 
