﻿Зәбур.
125.
«Жуқириға чиқиш нахшиси» Пәрвәрдигар Зиондин сүргүн болғанларни қайтуруп кәлгәндә, Биз чүш көргәндәкла болдуқ; 
Ағзимиз күлкигә, Тилимиз шатлинишқа толди; Шу тапта әлләр арисида улар: — «Пәрвәрдигар уларға зор ишларни қилип бәрди» — дейишти. 
Пәрвәрдигар дәрвәқә биз үчүн зор ишларни қилди, Биз булардин шатлинимиз. 
Җәнуптики қуруқ ериқлар шар-шар суларға айландурулғандәк, Биз тутқунларниму өз әркимизгә қайтурғайсән, и Пәрвәрдигар; 
Көз яшлирини еқитип териғанлар шатлиқ билән орар; 
Жиғлап жүрүп чачидиған уруқни көтәргән киши, Бәрһәқ, шатлиқ-тәнтәнә билән ориған бағлирини көтирип қайтип келиду. 
