﻿Зәбур.
124.
«Жуқириға чиқиш нахшиси» Пәрвәрдигарға таянғанлар Зион теғидәктур; Уни тәврәткили болмайду, У мәңгүлүк туриду. 
Йерусалим! Тағлар униң әтрапини оруған, Һәм Пәрвәрдигар һазирдин та әбәткичә Өз хәлқиниң әтрапини орайду. 
Чүнки рәзилләрниң һоқуқ һасиси һәққанийларниң несивисиниң үстидә туруп қалмас; Болмиса һәққанийларму қоллирини қәбиһликкә узартиши мүмкин. 
Пәрвәрдигар, меһриванларға меһриванлиқ қилғайсән; Көңли дурусларғиму шундақ болсун. 
Бирақ әгир йолларға бурулуп кәткәнләрни болса, Пәрвәрдигар уларни қәбиһлик қилғучилар билән тәң шаллайду. Исраилға аман-хатирҗәмлик болғай! 
