﻿Зәбур.
120.
«Жуқириға чиқиш нахшиси» Көзлиримни тағлар тәрәпкә көтирип қараймән; Мениң ярдимим қәйәрдин келур? 
Мениң ярдимим Пәрвәрдигардиндур; Асман-зиминни Яратқучидиндур. 
У путуңни һеч тейилдурмайду; Сени сақлиғучи һеч үгдимәйду! 
Мана, қара, Исраилни сақлиғучи һәм үгдимәйду, һәм ухлимайду! 
Пәрвәрдигар сениң сақлиғучиңдур; Пәрвәрдигар оң йениңдики сайивәндур. 
Қуяш күндүздә, ай кечидә саңа зәрәр йәткүзмәйду; 
Пәрвәрдигар барлиқ яманлиқтин сени сақлайду; У җениңни сақлайду; 
Пәрвәрдигар чиқишиңни, киришиңни, Буниңдин кейин әбәдил-әбәткичә сақлайду. 
