﻿Зәбур.
111.
Һәмдусана! Пәрвәрдигардин әйминидиған, Униң әмирлирини зор хурсәнлик дәп билидиған адәм бәхитликтур!    
Униң нәсли зиминда туруп күч-қудрәтлик болиду; Дурусларниң дәври бәхитлик болиду. 
Униң өйидә дөләт һәм байлиқлар болиду; Һәққанийлиғи мәңгүгә туриду. 
Қараңғулуқта турған дурус адәмгә нур пәйда болиду; У шәпқәтлик, рәһимдил һәм һәққанийдур. 
Хәйрхаһ, өтнә берип туридиған адәмниң бәхити болиду; У өз ишлирини адиллиқ билән жүргүзиду. 
Бәрһәқ, у әбәдий тәвритилмәйду; Һәққаний адәм мәңгүгә әслиниду. 
У шум хәвәрдин қорқмайду; Униң көңли тоқ һалда, Пәрвәрдигарға таянған. 
Дили мәһкәм қилинған, у қорқмайду; Ахирида у рәқиплириниң мәғлубийитини көриду. 
У өзиниңкини мәртләрчә тарқатқан, Йоқсулларға бериду; Униң һәққанийлиғи мәңгүгә туриду; Униң мүңгүзи иззәт-шөһрәт билән көтирилиду. 
Рәзил адәм буни көрүп чидимайду, Чишлирини ғучурлитиду, у ерип кетиду; Рәзилләрниң арзу-һәвиси йоқитилиду. 
