﻿Зәбур.
110.
Һәмдусана! Көңли дурусларниң мәшрипидә, Һәм җамаәттә туруп, Пәрвәрдигарға пүтүн қәлбим билән тәшәккүр ейтимән. 
Пәрвәрдигарниң ясиғанлири улуқдур; Булардин хурсән болғанлар издинип уларни сүрүштүрмәктә. 
Униң әҗри шәрәп вә һәйвәттур, Униң һәққанийлиғи мәңгүгә туриду. 
У Өз мөҗизилирини яд әткүзиду; Пәрвәрдигар муһәббәтлик һәм рәһимдиллиқтур. 
У Өзидин әйминидиғанларни аш билән тәминләйду; Өз әһдисини һемишә яд етиду. 
У әмәллиридики қудритини Өз хәлқигә көрситип, Башқа әлләрниң мирас-зиминини уларға тәқдим қилди. 
Униң қоли қилғанлири һәқиқәт-садақәт вә адиллиқтур; Униң барлиқ көрсәтмилири ишәшликтур. 
Булар әбәдил-әбәткичә инавәтликтур; Һәқиқәттә һәм дуруслуқта чиқирилғандур. 
У Өз хәлқигә ниҗатлиқ әвәтти; Өз әһдисини әмир қилип мәңгүгә бекитти; Муқәддәс һәм сүрлүктур Униң нами. 
Пәрвәрдигардин қорқуш даналиқниң башлинишидур; Униң һөкүмлирини тутқанларниң һәммиси йорутулған адәмләрдур; Униң мәдһийиси мәңгү туриду. 
