﻿Зәбур.
99.
Тәшәккүр ейтиш үчүн йезилған күй: — И пүткүл йәр-җаһан, Пәрвәрдигарға авазиңларни көтириңлар! 
Хошаллиқ билән Пәрвәрдигарниң хизмитидә болуңлар, Һозуриға тәнтәнә-нахшилар билән йеқинлишиңлар! 
Билип қоюңларки, Пәрвәрдигар һәқ Худадур; Бизни яратқан Униң Өзидур, биз әмәс! Биз униң хәлқидурмиз, Өз яйлиғида баққан қойлиридурмиз.    
Дәрвазилириға тәшәккүр ейтишлар билән, Һойлилириға мәдһийәләр билән кириңлар; Уни мәдһийиләп, намиға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар! 
Чүнки Пәрвәрдигар меһривандур; Униң меһир-муһәббити әбәдил-әбәткичә, Униң һәқиқәт-садақити әвлаттин-әвлатқичидур! 
