﻿Зәбур.
98.
Пәрвәрдигар һөкүм сүриду! Хәлиқләр титрисун! У керублар оттурисида олтириду; Йәр-җаһан зил-зилигә кәлсун! 
Пәрвәрдигар Зионда бүйүктур, У барлиқ хәлиқләр үстидә туридиған алийдур. 
Улар улуқ вә сүрлүк намиңни мәдһийиләйду; У пак-муқәддәстур! 
Падишаһниң қудрити адаләткә беғишланғандур; Өзүң дуруслуқни мәһкәм орнатқансән; Сән Яқуп арисида адаләт вә һәққанийәт жүргүзгән. 
Пәрвәрдигар Худайимизни улуқлаңлар! Тәхтипәри алдида егилип сәҗдә қилиңлар — У муқәддәстур! 
Униң каһинлири арисида Муса вә Һарун бар еди, Намини чақирғанлар ичидә Самуилму һазир еди; Улар Пәрвәрдигарға илтиҗа қилип, чақирди, У уларға җавап бәрди. 
Худа булут түврүгидә уларға сөзлиди; Улар У тапшурған агаһ-гувалиқларға һәм низам-бәлгүлимигә әмәл қилишатти. 
И Пәрвәрдигар Худайимиз, Сән уларға җавап бәрдиң; Яман қилмишлириға яриша җаза бәргән болсаңму, Сән уларни кәчүргүчи Илаһ едиң. 
Пәрвәрдигар Худайимизни улуқлаңлар! Униң муқәддәс теғида егилип сәҗдә қилиңлар! Чүнки Пәрвәрдигар Худайимиз муқәддәстур! 
