﻿Зәбур.
96.
Пәрвәрдигар һөкүм сүриду! Йәр-зимин хуш болсун, Көплигән араллар шатлансун! 
Булутлар вә қараңғулуқ Униң әтрапидидур, Һәққанийәт вә адаләт тәхтиниң улидур; 
Униң алдида от ялқуни жүриду, Әтраптики дүшмәнлирини көйдүрүп ташлайду; 
Униң чақмақлири җаһанни йорутти, Йәр-зимин буни көрүп титрәп кәтти; 
Пәрвәрдигарниң алдида, Пүткүл зиминниң егисиниң алдида, Тағлар момдәк ерип кетиду. 
Асманлар Униң һәққанийитини җакалайду, Барлиқ хәлиқләр Униң шан-шәривини көриду. 
Ойма һәйкәлләргә чоқунғанлар, Бутлар билән махтинип жүргүчиләрниң һәммиси уятта қалиду. Барлиқ илаһлар, Униңға сәҗдә қилиңлар! 
Сениң һөкүмлириң сәвәвидин, и Пәрвәрдигар, Зион аңлап шатланди, Йәһуда қизлири хуш болди. 
Чүнки Сән Пәрвәрдигар пүткүл йәр йүзи үстидики әң алийсидурсән; Сән барлиқ илаһлардин нәқәдәр жуқуридурсән! 
Пәрвәрдигарни сөйгәнләр, яманлиқтин нәпрәтлиниңлар! У мөмин бәндилириниң җенидин хәвәр алиду, Рәзилләрниң чаңгилидин халас қилиду. 
Һәққанийлар үчүн нур, Дили дуруслар үчүн шатлиқ терилғандур; 
Пәрвәрдигардин шатлиниңлар, и һәққанийлар, Униң пак-муқәддәслигини яд етип тәшәккүр ейтиңлар! 
