﻿Зәбур.
94.
Келиңлар, Пәрвәрдигарни яңритип күйләйли, Ниҗатлиғимиз болған Қорам Тешимизға тәнтәнә қилайли! 
Тәшәккүрләр билән униң алдиға келәйли, Униңға күйләр билән тәнтәнә қилишайли! 
Чүнки Пәрвәрдигар — бүйүк бир илаһтур, Пүткүл илаһлар үстидики бүйүк бир Падишадур. 
Йәрниң тәглири Униң қолидидур, Тағларниң чоққилириму Униңкидур. 
Деңиз Униңки, У уни яратқан; Қуруқлуқни Униң қоллири шәкилләндүрди. 
Келиңлар, Униңға баш уруп сәҗдә қилайли, Пәрвәрдигар Яратқучимиз алдида тиз пүкәйли! 
Чүнки У бизниң Худайимиздур, Биз болсақ Униң яйлиғидики хәлиқтур, Униң қоли бақидиған қойлармиз. Бүгүн, әгәр Униң авазини аңлисаңлар, 
Әйни чағларда Мәрибаһда болғандәк, чөл-баявандики Массаһда болған күндәк, Жүригиңларни җаһил қилмаңлар!    
Мана шу йәрдә ата-бовилириңлар Мени синиди, испатлиди һәм қилғинимни көрди. 
Мән қириқ жил шу дәвирдин бизар болуп: — «Булар көңлидә адашқан бир хәлиқтур, Мениң йоллиримни һеч билип йәтмигән» — дедим. 
Шуңа Мән ғәзәплинип қәсәм ичип: — «Улар һәргиз Мениң арамгаһимға кирәлмәйду» — дедим. 
