﻿Зәбур.
86.
Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй-нахша: — Униң ули болса муқәддәс тағлардидур. 
Пәрвәрдигар әвзәл көрәр Яқупниң барлиқ җайлиридинму, Пәқәтла Зион дәрвазилирини; 
Шәривиңгә улуқ ишлар ейтилмақта, и Худаниң шәһири! Селаһ. 
«Раһаб вә Бабиллиқлар бардур Мени тонуғанлар арисида; Филистийә, Тур билән Ефиопийә шу қатарда» — дәймән. Улар һәққидә бу адәм туғулғандур шу йәрдә. 
Бәрһәқ, Зион тоғрилиқ шундақ ейтилар: — «Бу адәм, паланчи-покунчи униңда туғулған, Һәммидин Алий Болғучиниң Өзи уни мустәһкәмләйду». 
Хәлиқ-қовмларни хатирилигинидә Пәрвәрдигар: — «Бу киши бу йәрдә туғулған» — дәп алаһидә хатиригә йезип қойиду. Селаһ.    
Нахшичилар, уссулчилар шуни тәң ейтиду: — «Мениң барлиқ булақ-мәнбәлирим сениңдидур!» 
