﻿Зәбур.
84.
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй: — Сән Өз зиминиңға илтипат көрситип, Яқупни сүргүнлүктин қайтурған едиң, и Пәрвәрдигар. 
Хәлқиңниң қәбиһлигини кәчүрүм қилип, Барлиқ гуналирини япқан едиң. Селаһ. 
Сән пүтүн қәһриңни ичиңдә сахлап, Ғәзивиңниң әшәддийлигидин янған едиңсән. 
Әнди бизни Өз йениңға қайтурғайсән, и ниҗатлиғимиз болған Худа! Бизгә болған аччиғиңға һай бәргәйсән! 
Сән бизгә әбәдий ғәзәплинәмсән? Әвлаттин-әвлатқичә ғәзивиңни созамсән? 
Хәлқиң Өзүңдин шатлиниши үчүн, Бизни қайтидин йеңилимамсән? 
Бизгә өзгәрмәс муһәббитиңни көрсәткәйсән, и Пәрвәрдигар, Бизгә ниҗатлиғиңни ата қилғайсән! 
Немиләрни дер, Тәңри Пәрвәрдигарнмға қулақ салай; Чүнки әйләйду У аман-есәнлик хәлқигә һәм мөминлиригә; Дәр уларға қайтмаңлар һамақәтликкә! 
Зиминимизда шан-шөһрәтниң туруши үчүн, Дәрһәқиқәт, Униңдин әйминидиғанларға Униң ниҗатлиғи йеқиндур; 
Өзгәрмәс муһәббәт вә һәқиқәт өз ара көрүшти; Һәққанийәт вә аман-хатирҗәмлик бир-бирини сөйүшти;    
Һәқиқәт йәрдин үнүп чиқмақта, Һәққанийәт әршләрдин қарайду. 
Пәрвәрдигарниң бәрикити яғса, Зиминимизму мол һосулини берәр; 
Һәққанийәт йол ачар Униң алдида, Униң қәдәмлиригә йол һазирлайду! 
