﻿Зәбур.
81.
Асаф язған күй: — Худа Өз илаһий мәҗлисидә туруп, У илаһлар һәккидә һөкүм чиқириду; 
— Қачанғичә силәр наһәқ һөкүм чиқирисиләр, Қачанғичә рәзилләргә йүз-хатирә қилисиләр? Селаһ. 
Гадайлар вә житим-йесирларниң дәвасини сораңлар, Езилгәнләр һәм һаҗәтмәнләргә адаләтни көрситиңлар; 
Мискинләр һәм намратларни қутқузуңлар, Уларни рәзилләрниң чаңгилидин азат қилиңлар! 
Надан вә билимсиздур уларниң һэммиси: Йүрәр улар зүлмет ара, Тәврәр зимминиң һуллири. 
Мән ейтармән: — «Силәр илаһларсиләр, Һәммиңлар Һәммидин Алий Болғучиниң оғуллири силәр; 
Шундақ болсиму силәр инсанға охшаш өлисиләр, Һәр қандақ әмир-бәккә охшашла жиқилисиләр». 
— Турғин, и Худа, йәр-йүзини сорақ қилғайсән! Чүнки Сән барлиқ әлләргә варис болғучисән!    
