﻿Зәбур.
80.
Бу Азаф язған күй болуп, «Гиттиф»та челинисун дәп, Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулди: — Күч-қуввитимиз болған Худаға күй ейтип яңритиңлар, Яқупниң Худасиға шатлинип тәнтәнә қилиңлар! 
Нахшини яңритип, дап билән тәң, Йеқимлиқ чилтар һәм равабни челиңлар! 
Йеңи айда, бәлгүләнгән вақитта, Һейт-bайрамлик нағра-сүнай челиңлар! 
Чүнки Исраиға чүшкән бәлгүлимә, Яқупниң Худасиниң бир пәрманидур бу. 
У Мисир зиминида жүрүш қилғанлирида, (Шу йәрдә биз чүшәнмәйдиған бир тилни аңлап жүрәттуқ) У буни Йүсүпкә гува қилип бәрди; 
— «Униң мүрисини жүктин сақит қилдим, Униң қоли севәт көтириштин азат болди; 
Қистақчилиқта нида қилдиң, Мән сени азат қилдим; Гүлдүрмама чиққан мәхпий җайдин саңа җавап бәрдим; «Мәрибаһ» сулири бойида сени синидим». Селаһ. 
— «Тиңша, хәлқим, Мән сени гувалар билән агаһландурмән; И Исраил, Маңа қулақ салсаң едиң! 
Араңда ят илаһ болмисун, Ят әлдики илаһқа баш әгмигин! 
Сени Мисирдин елип чиққан Пәрвәрдигар Худайиңдурмән; Ағзиңни йоған ач, Мән уни толдуримән. 
— Бирақ хәлқим садайимға қулақ салмиди, Исраилниң Маңа бағланғуси йоқ еди; 
Шуңа Мән уларни өз тәрсалиғиға қоювәттим; Улар өз мәслиһәтлири билән меңиверәтти. 
— Аһ, Мениң хәлқим Маңа қулақ салса еди! Исраил Мениң йоллиримда жүрсә еди! 
Уларниң дүшмәнлирини тәзләндүрәр едим, Қолумни рәқипләргә каритип, уларни басар едим. 
Пәрвәрдигарға нәпрәтләнгүчиләр Униң алдида зәиплишип бойсунар еди; Уларниң шу ахирити мәңгүгә болатти; 
Саңа буғдайниң әң есилини йегүзәр едим, Бәрһәқ, қорам таштин һәсәл аққузуп сени қандурар едим». 
