﻿Зәбур.
71.
Сулайман үчүн: — И Худа, падишаға һөкүмлириңни тапшурғайсән; Падишаһниң оғлиға Өз һәққанийлиғиңни бәргәйсән. 
Шундақ болғанда у Өз хәлқиң үчүн һәққанийлиқ билән, Саңа тәвә езилгән мөминләр үчүн адиллиқ билән һөкүм чиқириду; 
Тағлар хәлиққә теч-аманлиқ елип келиду, Едирлиқларму һәққанийлиқ билән шундақ қилиду. 
Падиша хәлиқ арисидики езилгәнләргә адил һөкүмләрни чиқириду; У намратларниң балилирини қутқузиду, Залимларни битчит қилиду. 
Шундақ болғанда күн вә ай йоқ болуп кәтмисила, Әвлаттин-әвлатқа хәлиқ Сәндин әйминиду.    
У болса гоя йеңидин орған отлаққа яққан ямғурдәк, Йәр суғиридиған һөл-йеғинлардәк чүшиду. 
Униң күнлиридә һәққанийлар ронақ тапиду; Ай йоқ болғичә теч-аманлиқ тешип туриду. 
У деңиздин-деңизларғичә, Әфрат дәриясидин йәр йүзиниң чәтлиригичә һөкүм сүриду. 
Чөл-баяванда яшаватқанлар униң алдида баш қойиду; Униң дүшмәнлири топиларни ялайду. 
Таршишниң вә аралларниң падишалири униңға һәдийәләр тәқдим қилиду, Шеба вә Себаниң падишалириму соғатлар суниду. 
Дәрвәқә, барлиқ падишалар униң алдида сәҗдә қилиду; Пүткүл әлләр униң хизмитидә болиду; 
Чүнки у пәряд көтәргән йоқсулларни, Панаһсиз езилгәнләрни қутулдуриду; 
У йоқсул-аҗизларға ичини ағритиду, Йоқсулларниң җенини қутқузиду; 
Уларниң җенини зулум-зомигәрликтин һөрлүккә чиқириду, Уларниң қени униң нәзиридә қиммәтликтур. 
Падишаһ яшисун! Шебаниң алтунлиридин униңға сунулиду; Униң үчүн дуа тохтавсиз қилиниду; Униңға күн бойи бәхит тилиниду; 
Йәр йүзидики һосул мол болиду, Һәтта тағ чоққилиридиму шундақ болиду. Миғ-миғ чүшкән мевиләр Ливандики орманлардәк тәвриниду; Шәһәрдикиләр болса даладики от-йешиллиқтәк гүллиниду; 
Униң нами мәңгүгә өчмәйду, Униң нами қуяш йоқалғичә туриду; Адәмләр униң билән өзлиригә бәхит тиләйду, Барлиқ әлләр уни бәхитлик дәп атишиду. 
Исраилниң Худаси, Пәрвәрдигар Худаға тәшәккүр-мәдһийә болғай! Карамәт ишларни Яратқучи ялғуз Удур! 
Униң шәрәплик намиға мәңгүгә тәшәккүр-мәдһийә оқулғай! Униң шан-шөһрити пүткүл дунияни қаплиғай! Амин! Вә амин! 
Йәссәниң оғли Давутниң дуалири шуниң билән тамам болди. 
