﻿Зәбур.
70.
Сәндин, Пәрвәрдигардин панаһ тапимән; Мени һәргиз йәргә қаратмиғайсән. 
Өз һәққанийлиғиңда мени қутулдурғайсән; Маңа қулақ салғайсән, Мени қутқузғайсән! 
Маңа өзүм дайим панаһлинидиған туралғу қорам таш болғайсән; Сән мени қутқузушқа буйруқ чүшүргәйсән; Чүнки Сән егиз тешим, қорғинимдурсән. 
Худайим, мени рәзилләрниң қолидин, Һәққанийәтсиз, рәһимсиз адәмдин азат қилғайсән; 
Чүнки Сән мениң үмүтүмдурсән, и Рәб Пәрвәрдигар, Яшлиғимдин тартипла мениң таянчимдурсән; 
Балиятқудики вақиттин башлап мән Саңа тайинип кәлдим, Өзүң мени анамниң қарнидин чиқарғучисән; Мәдһийәмниң темиси болса һәрдайим Сән тоғрилиқтур. 
Мән нурғунларға ғәйрий яки карамәт саналдим; Чүнки Сән мениң мустәһкәм панаһгаһимдурсән. 
Ағзим күн бойи мәдһийилириң һәм шан-шәрипиңгә толиду; 
Әнди қериғинимда мени ташлимиғайсән; Мағдурум кәткинидә, мәндин ваз кәчмигәйсән. 
Чүнки дүшмәнлирим маңа қарши сөзлишиду; Җенимни елишқа көзләватқанлар қәстлишип: — 
«Худа униңдин ваз кәчти; Уни қоғлап тутувелиңлар, Чүнки қутулдурудиғанлар йоқтур» — дейишиду. 
И Худа, мәндин жирақлашмиғайсән; И Худайим, маңа ярдәмгә тез кәлгәйсән! 
Җенимға күшәндә болғанлар шәрмәндә болуп йоқитилисун; Зийинимға интилгәнләр рәсвалиқ һәм шәрмәндичилик билән қаплансун; 
Бирақ мән болсам, изчил үмүттә болимән, Сени техиму мәдһийиләймән. 
Һәққанийлиғиң, ниҗатлиғиң ағзимда күн бойи баян қилиниду; Булар сан-санақсиздур, билгинимдин көп артуқтур. 
Мән Рәб Пәрвәрдигарниң бүйүк ишлирини җакалиған һалда келимән; Сениң һәққанийлиғиңни яд етип җакалаймән — Пәқәт Сениңкинила! 
И Худа, Сән яшлиғимдин тартип маңа үгитип кәлгәнсән; Бүгүнгә қәдәр Сениң қилған карамәт ишлириңни җакалап келиватимән. 
Әнди һазир мән қерип, ақ чачлиқ болғинимда, и Худа, Мән бу дәвиргә күчлүк билигиңни җакалиғичә, Келәр әвлатниң һәммисигә қудритиңни аян қилғичә, Мени ташливәтмигәйсән! 
И улуқ карамәт ишларни қилған Худа, Һәққанийлиғиң пәләккә тақашти; Саңа кимму охшаш болалисун! 
Сән маңа көп һәм еғир күлпәтләрни көрсәткән екәнсән, Мени қайтидин йеңилайсән, йәр тәглиридин қайтуруп елип чиқисән; 
Сән мениң иззәт-һөрмитимни техиму жуқури қилип, Һәр тәрәптин маңа тәсәлли берисән. 
Мән Сени раваб челип мәдһийиләймән, Сениң һәқиқитиңни мәдһийиләймән, и Худайим; Чилтар челип Сени күйләймән, и Сән, Исраилниң Муқәддиси! 
Саңа күйләр ейтқинимда, ләвлирим тәнтәнә қилиду, Өзүң һөрлүккә чиқарған җенимму шундақ роһлинип ейтиду; 
Тилим күн бойи һәққанийлиғиң тоғрисида сөзләйду; Чүнки маңа яманлиқ қилмақчи болғанлар йәргә қаритилип рәсва қилиниду. 
