﻿Зәбур.
69.
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «әслитиш үчүн» оқулсун дәп, Давут язған күй: — Пәрвәрдигар, мени қутқузушқа алдириғайсән! Пәрвәрдигар, тез келип маңа ярдәм қилғайсән! 
Мениң җенимни издәватқанлар йәргә қаритилип рәсва қилинсун; Мениң зийинимдин хурсән болғанлар кәйнигә яндурулуп шәрмәндә болғай. 
Мени: — «Ваһ! Ваһ!» дәп мәсқирә қилғанлар өз шәрмәндилигидин кәйнигә янғай! 
Бирақ Сени издигүчиләрниң һәммиси Сәндә шатлинип хошал болғай! Ниҗатлиғиңни сөйгәнләр һемишә: «Худа улуқлансун» дейишкәй. 
Бирақ мән езилгәнмән, һәм йоқсулмән; Йенимға тездин кәл, и Худа! Сән мениң ярдәмчим, мениң азат қилғучим; И Пәрвәрдигар, кечикмәй кәлгәйсән! 
