﻿Зәбур.
66.
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, тарлиқ сазлар билән челинсун, дәп йезилған күй-нахша: — Худа бизгә меһир-шәпқәт көрситип, бизни бәрикәтләп, Өз җамалиниң нурини үстимизгә чачқай! Селаһ!    
Шундақ қилғанда йолуң пүткүл җаһанда, Қутулдуруш-ниҗатлиғиң барлиқ әлләр арисида аян болиду. 
Барлиқ қовмлар Сени мәдһийилигәй, и Худа; Барлиқ қовмлар Сени мәдһийилигәй! 
Җими таипиләр хошаллиқ билән тәнтәнә қилип күйлигәй, Чүнки Сән хәлиқләргә адиллиқ билән һөкүм чиқирисән, Йәр йүзидики таипиләрни, Сән йетәкләйсән; Селаһ. 
Барлиқ қовмлар Сени мәдһийилигәй, и Худа; Барлиқ қовмлар Сени мәдһийилигәй! 
Вә йәр-зимин көклирини үндүриду; Худа, бизниң Худайимиз, бизни бәрикәтләйду; 
Худа бизни бәрикәтләйду; Шуниң билән йәр йүзидикиләр чәт-яқиларғичә Униңдин әйминишиду! 
