﻿Зәбур.
61.
Нәғмичиләрниң беши Йәдутунға тапшурулған, Давут язған күй: — Җеним Худағила қарап сүкүттә күтиду; Мениң ниҗатлиғим униңдиндур. 
Пәқәт Ула мениң қорам тешим вә мениң ниҗатлиғим, Мениң егиз қорғинимдур; Мән унчилик тәвринип кәтмәймән. 
Силәр қачанғичә шу аҗиз бир инсанға һуҗум қилисиләр? Һәммиңлар қиңғийип қалған тамни, Ирғаңлап қалған қашани ғулатқандәк, уни ғулатмақчисиләр? 
Уни шөһрәт-һәйвитидин чүшүрүветиштин башқа, уларниң һеч мәслиһәти йоқтур; Ялғанчилиқлардин хурсән улар; Ағзида бәхит тилигини билән, Улар ичидә ләнәт оқуйду. Селаһ. 
И җеним, Худағила қарап сүкүттә күткин; Чүнки мениң үмүтүм Униңдиндур. 
Пәқәт У мениң қорам тешим һәм мениң ниҗатлиғим, Мениң егиз қорғинимдур; Мән тәвринип кәтмәймән. 
Ниҗатлиғим һәм шан-шөһритим Худаға бағлиқтур; Мениң күчүм болған қорам таш, мениң панаһгаһим Худадидур. 
И халайиқ, Униңға һәрдайим тайиниңлар! Униң алдида ич-бағриңларни төкүңлар; Худа бизниң панаһгаһимиздур! Селаһ. 
Аддий бәндиләр пәқәт бир тиниқ, Есилзадиләрму бир ялған сөз халас; Таразиға селинса уларниң қилчә салмиқи йоқ, Бир тиниқтинму йениктур. 
Зомигәрликкә таянмаңлар; Булаңчилиқтин хам хиял қилмаңлар, Байлиқлар көпәйсиму, буларға көңлүңларни қоймаңлар; 
Худа бир қетим ейтқанки, Мундақ дегинини икки қетим аңлидимки: — «Күч-қудрәт Худаға мәнсуптур». 
Һәм и Рәб, Саңа өзгәрмәс муһәббәтму мәнсуптур; Чүнки Сән һәр бир кишигә өз әмилигә яриша қайтурисән. 
