﻿Зәбур.
28.
Давут язған күй: — Пәрвәрдигарға бәргәйсиләр, и Қудрәтлик Болғучиниң пәрзәнтлири, Пәрвәрдигарға шану-шәвкәт, күч бәргәйсиләр!    
Пәрвәрдигарға Өз намиға лайиқ шану-шәвкәт бәргәйсиләр; Пәрвәрдигарға пак-муқәддәсликниң гөзәллигидә сәҗдә қилиңлар! 
Пәрвәрдигарниң садаси чоңқур сулар үстигә һөкүм сүриду; Шан-шәрәп егиси болған Тәңри гүлдүрмамиларни яңритиду; Пәрвәрдигар бүйүк деңизлар үстигә һөкүм сүриду. 
Пәрвәрдигарниң садаси күчлүктур; Пәрвәрдигарниң садаси һәйвәткә толғандур; 
Пәрвәрдигарниң садаси кедир дәрәқлирини сундуруветиду; Бәрһәқ, Пәрвәрдигар Ливандики кедирларни сундуруветиду. 
У уларни мозай ойнақлаватқандәк ойнақлитиду; Явайи калиниң балиси ойнақлаватқандәк, У Ливан вә Сирион теғини ойнақлитиду. 
Пәрвәрдигарниң садаси чақмақларниң ялқунлирини шахлитиветиду; 
Пәрвәрдигарниң садаси чөл-җәзирини зил-зилигә салиду; Пәрвәрдигар Қәдәштики чөл-җәзирини зил-зилигә салиду; 
Пәрвәрдигарниң садаси дуб дәрәқлирини һәрян толғитиду, Орманлиқларни ялаңачлайду; Униң ибадәтханисида болған һәммиси «шану-шәвкәт!» дәп тәнтәнә қилиду. 
Пәрвәрдигар топан үстигә һөкүмранлиқ қилип олтириду; Бәрһәқ, Пәрвәрдигар мәңгүгә падиша болуп һөкүм сүрүп олтириду. 
Пәрвәрдигар Өз хәлқигә қудрәтни бәхш етиду; Өз хәлқини аман-хатирҗәмлик билән бәрикәтләйду. 
