﻿Зәбур.
20.
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: — Падиша қудритиңдин шатлиниду, и Пәрвәрдигар; Ғәлибә-ниҗатлиғиңдин у нәқәдәр хурсән болиду! 
Сән униң көңүл тилигини униңға ата қилдиң, Ләвлириниң тәливини рәт қилған әмәссән. Селаһ! 
Чүнки Сән есил бәрикәтләр билән уни қарши алдиң; Униң бешиға сап алтун таҗ кийдүрдүң. 
У Сәндин өмүр тилисә, Сән униңға бәрдиң, Йәни узун күнләрни, таки әбәдил-әбәткичә бәрдиң. 
У Сениң бәргән ғәлибә-ниҗатлиғиңдин зор шәрәп қучти; Сән униңға иззәт-һәйвәт һәм шану-шәвкәт қондурдуң. 
Сән униң өзини мәңгүлүк бәрикәтләр қилдиң; Дидариңниң шатлиғи билән уни зор хурсән қилдиң; 
Чүнки падиша Пәрвәрдигарға тайиниду; Һәммидин Алий Болғучиниң өзгәрмәс муһәббити билән у һеч тәврәнмәйду. 
Сениң қолуң барлиқ дүшмәнлириңни тепип, ашкарә қилиду; Оң қолуң Саңа өчмәнлик қилғанларни тепип ашкарә қилиду; 
Сениң дидариң көрүнгән күндә, уларни ялқунлуқ хумданға салғандәк көйдүрисән; Пәрвәрдигар дәрғәзәп билән уларни жутуветиду; От уларни көйдүрүп түгитиду. 
Уларниң тухумини җаһандин, Нәсиллирини кишилик дуниядин қурутисән; 
Чүнки улар Саңа яманлиқ қилишқа урунди; Улар рәзил бир нәйрәңни ойлап чиққини билән, Амма ғәлибә қилалмиди. 
Чүнки Сән уларни кәйнигә бурулушқа мәҗбур қилдиң; Сән уларниң йүзигә қарап оқяйиңни чәнләйсән. 
И Пәрвәрдигар, Өз күчүң билән улуқлуғуңни намайән қилғайсән; Шуниң билән биз нахша ейтип қудритиңни мәдһийиләймиз. 
