﻿Зәбур.
10.
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: — Пәрвәрдигарни башпанаһим қилдим; Әнди силәр қандақму маңа: «Қуштәк өз теғиңға учуп қач! 
Чүнки мана, рәзилләр каманни тартип, Қараңғулуқтин көңли дурусларға қаритип атмақчи болуп, Улар оқни киричқа селип қойди; 
«Һуллар һалак қилинса, Әнди һәққанийлар немиму қилар?»» — дәватисиләр? 
Пәрвәрдигар Өзиниң муқәддәс ибадәтханисидидур, Пәрвәрдигарниң тәхти асманлардидур; У нәзәр салиду, Униң сәзгүр көзлири инсан балилирини күзитип, синайду. 
Пәрвәрдигар һәққаний адәмни синайду; Рәзилләргә вә зораванлиққа хуштарларға у ич-ичидин нәпрәтлиниду. 
У рәзилләргә қапқанлар, от вә гуңгутни яғдуриду; Пижғирим қизиқ шамал уларниң қәдәһидики несивиси болиду. 
Чүнки Пәрвәрдигар һәққанийдур; Һәққанийлиқ Униң амриғидур; Көңли дуруслар Униң дидарини көриду. 
