﻿Зәбур.
1.
Рәзилләрниң гепи бойичә маңмайдиған, Гунакарларниң йолида турмайдиған, Мәсқирә қилғучиниң орнида олтармайдиған адәм бәхит тапур! 
Униң хурсәнлиги пәқәт Пәрвәрдигарниң тәврат-қанунидидур; У Пәрвәрдигарниң қанунини кечә-күндүз сеғинип ойлайду.    
У худди ериқ бойиға тикилгән, Өз пәслидә мевисини беридиған, Йопурмақлири солашмайдиған дәрәқтәктур; У немила қилса ронақ тапиду.    
Рәзил адәмләр болса ундақ болмас; Улар худди шамал учурувәткән тозандәктур. 
Шуниң үчүн рәзилләр сорақ күнидә тик туралмайду, Гунакарлар һәққанийларниң җамаитидә һеч бешини көтирип туралмайду. 
Чүнки Пәрвәрдигар һәққанийларниң йолини көңлигә пүккән; Рәзилләрниң йоли болса йоқилиду. 
