﻿Аюп.
35.
Елиху йәнила җавап берип мундақ деди: — 
«Сән мошу гепиңни, йәни «Һәққанийлиғим Тәңриниңкидин үстүндур» дегиниңни тоғра дәп қарамсән? 
Шундақ болғанлиғи үчүн сән: «Һәққанийлиқниң маңа немә пайдиси болсун? Гуна қилмиғинимниң гуна қилғинимға қариғанда артуқчилиғи нәдә?» дәп соридиң .    
Өзүм сөзләр билән саңа җавап берәй, Саңа һәм сән билән биллә болған үлпәтлириңгә җавап берәй; 
Асманларға қарап баққин; Пәләктики булутларға сәпсалғин; Улар сәндин жуқуридур. 
Әгәр гуна қилған болсаң, ундақта Тәңригә қайси зиянкәшликни қилалайттиң? Җинайәтлириң көпәйсиму, ундақта униңға қандақ зиянларни салалар едиң? 
Сән һәққаний болған тәғдирдиму, Униңға немә берәләйттиң? У сениң қолуңдин немиму алар-һә?    
Сениң әскиликлириң пәқәт сәндәк бир инсанғила, Һәққанийлиғиң болса пәқәт инсан балилириғила тәсир қилиду, халас. 
Адәмләр зулум көпийип кәткәнлигидин ялвуриду; Күчлүкләрниң бесими түпәйлидин улар налә-пәряд көтириду. 
Бирақ һеч ким: «Кечиләрдә инсанларға нахша ата қилғучи яратқучим Тәңрини нәдин издишим керәк?» демәйду. 
Униң бизгә үгитидиғини йәр-зиминдики һайванларға үгитидиғинидин көп, Һәм асмандики учар-қанатларға үгитидиғинидин артуқ әмәсму? 
Улар налә-пәряд көтириду, бирақ рәзил адәмләрниң һакавурлуғиниң тәсири түпәйлидин, Уни Худа иҗабәт қилмайду.    
Бәрһәқ, Тәңри қуруқ дуаға қулақ салмиған йәрдә, Һәммигә Қадир мошуларға әһмийәт бәрмигән йәрдә, 
Сән: «Мән Уни көрәлмәймән» десәң, У қандақ қулақ салсун? Дәвайиң техи Униң алдида туриду, Шуңа Уни күтүп турғин. 
Бирақ У һазир товва қилиш пурсити берип, Өз ғәзивини техи төкмигән әһвалда, Аюп өзиниң тәкәббурлуғини билмәмдиғанду?    
Чүнки Аюп қуруқ гәп үчүн ағзини ачқан, У тутуруқсиз сөзләрни көпәйткән». 
